Алимлар алимниң биләр қәдрини.
Юртимиз алимниң, әдипниң кани,
Кимниң бар мошундақ алими, қени?
Пәхирлән дунияға, Мәһмут вәтини!
Тил демәк — бир әлниң һаят бәлгүси,
Мәһмуттур шунчә зор бәлгә егиси.
Ана тил сөйгүси-вәтән сөйгүси,
Кимниң бар мошундақ алими, қени?
Пәхирлән дунияға, Мәһмут вәтини!
Адәмни қәвәтла роһландуруп, пәхирлиниш туйғулириға ғәриқ қилидиған бу есил шеирни хелидин бери яхши көрәттим. Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң Түркиягә болған гастрольлуқ сәпиридә бу мисралардики мәзмун маһийәтниң нәқәдәр чоңқурлиғини қайта-қайта һис қилдим. Йенип тәврәндим һәм миллий иптихарлиқ туйғулири қойнида раса бир раһәтлинип, ләззәткә чөмүлдүм. Әвлатларға қамус характерлиқ шаһанә әсәрни мирас қалдуруп, миллий мәдәнийәт ғәзнимизни нурландурған, түркий хәлиқләрниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң мәдәний тарихида йүксәк пәллә яратқан дунияға даңлиқ алимимиз Махмут Қәшқәрий һәққидики миллий һиссиятқа егә байиқи есил мисраларда хитап қилинған қудрәтлик роһ пүтүн бәдинимни чулғавалди...
Театримиз қурулғининиң 90 жиллиқ тойи даирисидә Қазақстан Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги һәм «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиниң қоллап-қувәтлиши билән чәт әлдә өтидиған бу қетимқи гастрольға апиридиған әсәр һәққидә сөз болғанда, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дилмурат Баһаров рәһбәрлигидики театрниң бәдиий кеңәш әзалири һеч иккиләнмәйла «Махмут Қәшқәрий» тарихий драмисини Түркия тамашибинлириға намайиш қилишни мувапиқ көрдуқ. Ваһаләнки, 2015 жили Евразия Язғучилар иттипақи «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилати вә Түркия мәдәнийәт министрлиги билән һәмкарлиқта түркий хәлиқләр драматурглири арисида конкурс уюштурғанлиғи һәммимизгә мәлум. Униңда язғучи-драматург Әкрәм Әхмәтовниң «Махмут Қәшқәрий» драмиси иккинчи орунға сазавәр болған еди. Конкурста уйғур драматургиниң лауреат атилиши миллий сәнъитимиз билән әдәбиятимиз үчүн чоң утуқ болған һәм биз һазирчә мәзкүр әсәрни сәһниләштүргән бирдин-бир театр болуп һесаплинимиз. Шуниң үчүн түркий хәлиқләр тилиниң бай вә зор һаятий күчкә егә тил екәнлигини җаһанға тонутқан бүйүк тарихий төһпикар Махмут Қәшқәрийниң җанлиқ обризини түрк дунияси һозуриға тәғдим қилиш биз үчүн наһайити әһмийити зор, җавапкәрлик иш екәнлиги, униң үстигә бийил «Түркий тиллар дивани» әсәриниң йезилғиниға 950 жил толған сәнәни нишанлашқа бизму өз соғимизни тәғдим қилиш мәхситимизниң барлиғини алаһидә тәкитлидуқ. Ақивәт, бизниң бу тәкливимиз министрлик һәм «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилати тәрипидин қоллап-қувәтләнгәч, биз «Махмут Қәшқәрий» тарихий драмиси һәм түркий хәлиқләрниң нахша-уссуллиридин тәркип тапқан «Достлуқ сази» намлиқ чоң мәйрәмлик концерт программиси билән әшу қутлуқ сәпәргә атландуқ.
Җәми қириқ бәш сәньәткардин тәшкил тапқан иҗадий топ самолетта «Алмута — Анкара» маршрути бойичә бәш йерим саатлиқ мусапини бесип, Анкара аэропортиға 23-үмүт күни Анкара вақти билән таң сәһәр саат йәттидә қондуқ. «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиға вакаләтән бир топ сайипханлар бизни иллиқ күтивалди һәм шәһәрдики меһманханиларниң биригә орунлаштурди. Бираз йолниң һадуғи чиққандин кейин, биз шу күнила әтә көрситидиған спектакльни репетиция қилиш үчүн театрға атландуқ.
Анкара шәһиридики тәсвирий сәньәт вә һәйкәлтарашлиқ музейи дәп аталған бу қедимий һашамәтлик имарәткә қәдәм тәшрип қилишимиз билән түрк миллий нәқишлири билән безитилгән, пүтүнләй қизил дәрәқтин ясалған тамашибин залиниң интерьери диққитимизни бирдинла җәлип қилди. Мәзкүр бена 1927 — 1930-жилларда Түркия Җумһурийитиниң тунҗа президенти Мустафа Камал Ататүркниң көрсәтмиси билән бәрпа болған екән. Тамашибин зали 500 орунлуқ болуп, 1934-жили тунҗа қетим түрк опериси нәқ мошу театрда сәһниләштүрүлгән. Бу хасийәтлик бенада уйғур тилида «Махмут Қәшқәрий» тарихий драмисиниң намайиш қилинидиғанлиғи һәммимиз үчүн чоң һаяҗанлиқ вақиә еди. Шуниң үчүн болса керәк, 24-үмүт күни мәзкүр бена тамашибинларға лиқ толди. Стамбулда истиқамәт қилидиған бир түркүм қериндашлиримизму бу хуш хәвәрдин вақип болғач, һәйәл қилмай йетип кәпту. Тамашибинлар алди билән театрниң фойесиға орунлаштурулған «DUNІYA-ART» заманивий сәнъәт галереясиниң бир түркүм тәсвирий сәньәт әсәрлири һәм уйғур миллий кийим-кечәклири, зенәтлик буюмлири тизилған көргәзмини рәссамлар Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Һашимҗан Қурбан, Гөзәл Мамединова тәпсилий тонушти. Андин тамашибинлар «Махмут Қәшқәрий» драмисини тамашә қилди. Мошу йәрдә йәнә бир муһим нәрсини әскәртип өтүшни мувапиқ көрүватимән. Бизгә мәлумки, «Дивану луғәтит түрк» әсәриниң қолязмиси Стамбул шәһиридики Хәлиқләр музейида сақлиниватиду.
Әсәрниң бир нусхиси Осман империясиниң сабиқ малийә министри Назиф Пашаниң шәхсий китапханисида сақланғанлиғи, у йеқин қериндишиға бешиға еғир күн чүшсә оттуз алтун лираға сетишини тапилап китапни бәргәнлиги, андин шаир, язғучи, атақлиқ җәмийәт әрбаби Әли Әмирниң китапни сетивелип, «Дивану луғәтит түркниң» қолязмисиниң әсли нусхисини Стамбулдики Хәлиқ китапханисиға тәғдим қилғанлиғи һәққидә тәпсилатлар бирқанчә мәнбәләрдә көрситилгән. Һазир «Дивану луғәтит түрк» мошу китапханида А.4189 номери билән сақланмақта. Биз бу вақиәләрни җәмлигән һалда, «Дивану луғәтит түркниң» аридин йәттә йүз жил өтүп, Стамбулда тепилғинини ипадиләйдиған кичиккинә бир көрүнүшни спектакль башлинишниң алдида намайиш қилдуқ.
Буниңдин бир әсир муқәддәм Стамбулда йүз бәргән тарихий көрүнүштин кейин спектакль башлинип, тамашибин диққити сәһнигә қадалди. У күнки спектакль әҗайип жуқури дәриҗидә өтти. Болупму баш қәһриман Махмут Қәшқәрий обризидики актер Дилшат Аманбаев, Турған Һезимов (Илияс карван), Алимҗан Әйсаев, (Муһәммәт Буғрахан), Турсунҗан Илиев (Кәйши), Пәрһат Давутов (Һүсәйин Хәлпә), Мәһәмдин Савутов (Хан Шәмси әл Мүлүк), Халмурат Мунаров (Мирза Сәид), Ғәйрәт Тохтибақиев (Шәйхулислам) вә башқа қатнашқучилар бар вуҗуди билән тиришип, әсәрниң маһийитини толуқ ечип берәлиди.
Спектакльни тамашә қилған меһманларниң арисида ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң, «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиниң вәкили, Қазақстанниң Анкарадики әлчиханисиниң дипломатлири, Анкарада тиркәлгән рәсмий дипломатия тәшкилатлириниң вәкиллири, җәмийәтлик тәшкилатлардин, өзгә дөләтләр әлчиханилириниң вәкиллири, пайтәхттә истиқамәт қилғучи уйғур, қазақ вә түрк қериндашлар һәм БДТниң Түркиядики бөлүмчилириниң вәкиллири алқишлар яңратти вә әң иллиқ тиләклири ипадиләнгән гүлдәстилирини көтирип, сәһнигә чиқишти.
— Бу спектакль бизни интайин тәсирләндүрди – дәп өз ойлири билән бөлүшти Стамбул шәһириниң турғуни, Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Дилияр Илдирим қериндишимиз, — Әсәрдә Махмут Қәшқәрийниң дуния түркшунаслиқ илиминиң атиси екәнлиги ениқ йорутулған. Сөз, җүмлиләрдин қайнақ һиссият орғуп туриду. Актерларму бәк һаяҗан билән өзлириниң образлирини яққал ечип беришкә тиришти. Спектакльдики һәрбир көрүнүштә бүгүнки әвлатларға хитап қилиш садаси яңрап туриду. Махмут Қәшқәрийниң монологлири, қариму-қаршилиқларға бәрдашлиқ берип өз-өзигә тәсәлла беришлири, Аниниң униңға қарита ейтқан несиһәт сөзлири спектакльни көрүп олтарған адәмниң вуҗудини җасарәт туйғусиға чөмдүриду. Андин спектакльниң тили аддий, һәрқандақ адәм үчүн чүшинишлик. Силәргә апирин!
— Силәрниң қәдәм тәшрип қилғиниңлардин вақип болғач, биз Стамбулдин Анкариға қарап дәрру йолға атландуқ — деди өз һиссиятлири билән бөлүшкән “Туран” федерациясиниң рәиси Әркин Сабит, — Бүгүнки спектакльдин шуни байқидимки, Махмут Қәшқәрий һәргизму өйдә олтирип тәтқиқ ишлирини жүргүзгән алим әмәс. У он бәш жил вақит сәрип қилип «...Тарим, Или, Чу вә Сирдәрия бойлиридики түркий қәбилиләрниң шәһәр вә сәһралирини атлиқ һалда кезип, әбәдий ядикарлиқ, пүтмәс-түгимәс байлиқ болуп қалсун дәп улуқ Тәңригә сиғинип бу китапни түзүп чиқтим», дәп ейтқинидәк, өлмәс әсәр «Дивану луғәтит түрктәк» зор тәтқиқатни барлиққа кәлтүргән пидакар алим. Униң өчмәс төһписини мана мошундақ сәһнә әсәрлири арқилиқ тилларда дастан қилишқа убдан әрзийду. Шуңа бүгүнки әвлатлар үчүн наһайити зор әһмийити бар спектакль үчүн биз чәксиз миннәтдармиз.
Әйнә шундақ үстүн кәйпиятлар илкидә биз у күни тонуш яки натонушлуғимиздин қәтьий нәзәр, түрк хәлиқлириниң тили, узун тарихи, әдәп-әхлақи, әньәнилири, әһмийити һәққидә көп параңлишип та түн йеримиғичә меһманханиға кетәлмәй қалдуқ. Әсәр мәзмуни түрк тилида йезилған программилар тамашибинларға тарқитилип берилгәчкә, башқа милләт тамашибинлириму драминиң мәзмуниға толуқ чүшәнгәнлигидин мәмнун болушти.
Әтиси хәлқимизниң дилларға ләззәт беғишлиғучи нахшилири, әвришим уссуллири билән икки саатқа молҗаланған «Достлуқ сази» концертимизму бирдәмдила өтүп кәтти. Һәрбир артистниң орунлиған номерини зал гүлдүрас алқишлар билән қарши елишти. Болупму «Рухсарә» ансамблиниң иҗрасидики хәлқимизниң яңза-яңза уссуллириға тамашибинларниң һәқиқий мәнада әқли лал болди. Биз буниң алдидиму гастрольларда түркиялик тамашибинларниң уйғур миллий уссуллириға алаһидә қизиқишини билгәчкә, бу қетимму программимизда уссулларға көпирәк орун бәрдуқ. Шундима Ниязҗан Турсунов рәһбәрлигидики «Нава» ансамблиниң сазәндилири орунлиған сазлар, драма актерлири иҗра қилған бир түркүм нахшилар, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов иҗра қилған «Ана Түркстан» нахшиси, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Пәрһат Давутовниң улуқ Абайниң қара сөзлирини қазақ тилида оқуғини, Алийәм Ибдиминованиң Чиңғиз Айтматовниң «Ана – Йәр Ана» романидин үзүндә иҗра қилғини тамашибин үчүн күтүлмигән йеңилиқ болди. Алийәм мәзкүр монолог арқилиқ дунияда адәмләр бир-бири билән урушмай, бир-бири билән тил тепишип инақ-иттипақлиқта яшишини, уруш дегән касапәтниң инсанийәт үчүн орни толмас еғир паҗиәләр елип келидиғинини хитап қилидиған Аниниң монологи арқилиқ залдикиләрни тәврәндүрүвәтти. Айтматовниң бу бүйүк әсәри түрк тилида иҗра қилинғини үчүн залдикиләр орунлиридин турушуп, узаққа созулған гүлдүрас алқишлар садасини яңратти. Әлвәттә, бу һал һәммимизни бәк сөйүндүрди. Концерт ахирида «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиниң баш кативи, Қирғизстанниң хәлиқ язғучиси Султан Раев Алийәмгә бир қучақ гүлдәстә тәғдим қилған һалда микрофонни қолиға алди:
— Мән алди билән Қазақстан дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ- комедия театриниң 90 жиллиғиға һәм «Махмут Қәшқәрий» бовимиз яратқан «Дивану луғәтит түрк» әсәриниң 950 жиллиғиға беғишланған тарихий драма вә «Достлуқ сази» концертини яритишқа чоң һәссә қошқан Дилмурат Баһаров рәһбәрлигидики барчә театр сәнъәткарлириға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. – Силәр һүнәр көрситиватқан бу бена Түркияниң җәмийәт вә мәдәнийәт тәрәққиятида наһайити муһим орун тутқан тарихий бенадур. Өтмүш билән һәмнәпәс болған театр һәрбир қоюлум арқилиқ һаятни яхширақ чүшиниш вә қәдирләш имканийитини бериду.
Биз, «ТҮРКСОЙ» тәшкилати, мәдәний, миллий вә мәнавиятта зор төһпә яритип кәткән улуқ әрбаплиримизниң һаятини тәрғип қилишқа тиришиватқинимизни алаһидә тәкитлимәкчимән. Һәр жили өткүзүлүватқан жиғинларда қобул қиливатқан қарарлиримизда әң алди билән миллий театрлиримиз, ансамбльлиримизниң бәркамал риваҗлинишиға етиваримиз қаритилған. Бүгүнки күндә бу қутлуқ сәһнидә Уйғур театриниң һүнәр көрситиватқини шуниң ярқин мисали. Бүгүн аламәт бир концерт болди. Уйғур театри Оттура Азиядә йеганә театр. Бу муқәддәс бир тарихни бесип өткән театр. «Махмут Қәшқәрий» спектакли болса, анкаралиқ тамашибинларда чоң резонанс пәйда қилди.
Һөрмәтлик меһманлар, Түрк дөләтлири бирлишип тәшкил қилған «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилати шу әлләрдики миллий театрларни тәрғип қилишқа көп көңүл бөлмәктә. Шу арқилиқ бүгүнки әвлатлар өз мәдәнийити, әнъәнилири билән йеқин тонушуш имканийитигә егә болиду. Шуңа ишәнчим камилки, түрк дуниясида уюштурулкватқан бүгүнкидәк чарә-тәдбирләр зор әһмийәткә егә. Бу қетим бизгә «Махмут Қәшқәрийдәк» түрк дуниясиниң мәшһур алимини гәвдиләндүргән Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт Уйғур театриға чоңқур миннәтдармиз! Бу театр бийил өзиниң 90 жиллиқ тойини нишанлаш алдида туриду. Шанлиқ той билән театр сәнъәткарлирини чин жүрәктин тәбрикләп, буниңдин кейинму ярқин сәһнә әсәәрлирини яритишида чоң муваппәқийәтләр тиләймиз!
Сөзүмниң ахирида бовимиз Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәридин бир нәқилни әсләп өтмәкчимән: «Қуш егиз асманда учуватқинида, униң қанити бир нәрсигә тегип кәтсә, у сунған қанити билән учалмай йәргә домулап чүшиду. Мениңчә Түрк дунияси – бу бир қушниң икки қанити. Қанатлиримиз һечқачан сунмастин, буниңдин кейинму мошундақ егиз пәзада әркин пәрваз қиливәргәймиз!
Султан Раев әйнә шундақ иллиқ тиләкләрни билдүргәч, «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийти тәшкилатиниң хатирә соғисини театримиз мудири Дилмурат Баһаровқа һәдийә қилди. Өз новитидә, Дилмурат Нурәхмәтоғлиму бизниң хатирә соғимизни саһипханларға тапшурди. Андин «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийти тәшкилатиниң 30 жиллиғиға беғишланған медаль билән мәзкүр қурларниң муәллипи, шундақла Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Алимҗан Әйсаев, Нуралим Варисов, Ниязҗан Турсунов, Гөзәл Мәмәдинова, Пәрһат Давутов, Дилшат Аманбаев, Ғәйрәт Тохтибақиев, Турған Һезимовтин ибарәт тоққуз нәпәр сәнъәткар тәғдирләнди. Әйнә шундақ достанә шараитта бир- биримизгә болған чәксиз һөрмәт-еһтирамлар билән, әтиси ТЮРКСОЙ хәлиқара түрк мәдәнийти тәшкилатиниң Баш идарисиға тәклип қилиндуқ. Бу учришишниң рәсмий бөлүмидә сөзгә чиққан «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилати Баш кативиниң орунбасари Сайит Юсуф әпәнди Махмут Қәшқәрий қәлимигә мәнсүп «Дивану луғәтит түрк» әсәриниң түрк дунияси үчүн зор әһмийитигә тохталди:
— Махмут Қәшқәрий өзиниң шаһанә әсәри билән түркий тилниң әсирләр давамидики қаршилиқ күчини ипадиләйду, – деди натиқ. — Махмут Қәшқәрий арқилиқ түркий тилниң пүтүн түркий тиллар аилиси билән давам қилғанлиғи вә түркий тилимиз бешиға чүшкән һәрқанчә мусибәтләргә қаримастин, һазирму моҗутлуғини йоқатмай, әксичә бүк-барақсан көклигән чинар кәби шахарап йилтиз йейиватқининиң шаһиди болмақтимиз. Бу қаршилиққа бәрдашлиқ берәлигән Махмут Қәшқәрий бир әсәр иҗат қилип, уни «Дивану луғәтит түрк» дәп атиған. Бу әсәр ташқа оюлған «Орхон йезиғидин» кейин түрк тилиниң әң муһим әсәрлиридин биридур.
Бизму сөз новитидә 2008-жили БДТниң Маарип, пән вә мәдәнийәт комитети (ЮНЕСКО) тарихий Вәтинимизниң Қәшқәр диярида өсүп йетилгән бүйүк алим, дәсләпки тилшунас, философ, тарихчи, тунҗа луғәтшунас тәтқиқатчи Махмут Қәшқәрийниң миң жиллиқ тәвәллуди мунасивити билән 2008-2009-жилни рәсмий «Махмут Қәшқәрий жили» дәп елан қилғанлиғини, бу тарихимиздики шанлиқ сәнә Түркия, Әзәрбәйҗан, Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан, ХХҖда атап өтүлгәнлигини мәмнунлуқ билән тәкитлидуқ. Әйнә шу жили Беҗинда Мәркизий Милләтләр университети вә Түркияниң Түрк тили җәмийити бирлишип өткүзгән илмий әнҗуманда оқулған докладларниң ичидә Түркия Җумһурийити Түрк тили җәмийитиниң рәиси, профессор, тилшунас, тарихчи, доктор Шүкри Халик Акалинниң баянити көпчиликниң зор қизиқишини һасил қилғанлиғи, алимниң кейин Махмут Қәшқәрий һәққидә «Миң жил бурун, миң жил кейин» Махмут Қәшқәрий вә «Дивану луғәтит түрк» намлиқ китап йезип нәшир қилғанлиғиға алаһидә тохталдуқ. Бу тарихий фактларға асасланған, йеңи мәнбәләр билән бейитилған китапни 2013-жили тәрҗиман Әркин Ариз түркчидин тәрҗимә қилип, уйғурчә нәшрини оқурмәнләргә тәғдим қилғанлиғини атап өттуқ. Қисқиси, бовимиз Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәри тарихниң боран-чапқунлирида йоқалмай, сақлинип қелишида түркиялик қериндашлиримизниң әң чоң әҗир сиңдүргәнлигини тәкитләп, мундақ алийҗанаплиғи үчүн уларниң роһлири алдида миннәтдар екәнлигимизни билдүрдуқ. Шундақла, умумән, бизгә мошундақ бир яхши шараитни яритип бәргән, бизни һәртәрәплимә қоллиған Қазақстан һөкүмитигә, җумһурийитимизниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигигә, ТЮРКСОЙ хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиға миннәтдарлиғимиз чәксизлигини изһар қилиштуқ.
— «ТҮРКСОЙ» хәлиқара түрк мәдәнийити тәшкилатиға вакаләтән бизниң мәхситимиз әң алди билән мәдәнийәтни тәрәққий әткүзүш. Түрк дуниясиниң мәдәнийитини риваҗландуруш, мәдәнийәт арқилиқ түрк дуниясини интеграцияләш, мәдәнийәт билән мәмликәтләрниң өзара алақисини күчәйтиш. Мәдәнийәт арқилиқ өз-өзимизниң йеқинлиғимизни мустәһкәмләштур – дегән Сайит Юсуф. Шундақла, пурсәттин пайдилинип, пүтүн Түрк дуниясиға Махмут Қәшқәрийдәк бүйүк алимни «тирилдүргән» Уйғур театри коллективиниң барлиқ хадимлириға Тәшәккүрнамиләрни тәғдим қилди.
Мәркизий Анатолия өлкисигә җайлашқан Анкара – көпмилләтлик шәһәр. Шәһәрдә алтә миллион адәм яшайду. Анкара кочилирида сәйлә қилғиниңизда һәрбир бенада, һөкүмәт өйлири, сода сарайлириниң маңлийида, бекәтләрдә, кочиларда Мустафа Камал Ататүркниң портретиға көзүңиз чүшиду. Түркләрниң атиси һесаплинидиған бу инсанниң Түркия дөлити үчүн әмәлгә ашурған аләмшумул ишлирини улар әвлаттин-әвлатқа чүшәндүрүп, даһи роһиға тавап қилишни муқәддәс вәзипә дәп билидекән. Ата-анилар, устазлар бағчә йешидин тартип балиларни шәһәр оттуридики Мустафа Камалниң қәбиргаһи орунлашқан даңлиқ Аныткабир мавзолейиға апиридекән. Мавзолейда Ататүрк пайдиланған шәхсий буюмлири, шәхсий китапханиси, бүйүк йолбашчиниң һаяти вә паалийитигә беғишланған стендлар рәтлик тизилған. Һәр жили музейда пүтүн дуниядин миллионлап адәмләр келидекән. Музейға кириш һәқсиз. Мустафа Камалниң қисқичә тәрҗимиһалидин шуни билишкә болидуки, у заман тәләплири асасида һоқуқий ислаһатларни әмәлгә ашурған, қулдарлиқ феодал түзүми қанунлири, шәриәт қанунлирини бекар қилип, уларниң орниға заманивий демократик һөкүмәтниң пәйда болушиға зәмин яратқан.
Диққитимни музейдики Ататүркниң һекмәтлик сөзлири җәлип қилди. 1933-жили Түркия мустәқиллигиниң 10 жиллиғида Ататүрк мундақ дегән екән: «Әбәдий яшайдиған империя йоқ... Кеңәш һөкүмитиму бир күни ғулайду. Шу чағда униң тәркивидики түркийтиллиқ хәлиқләрниң әвлатлириму мустәқилликкә еришиду. Уларниң илтимасини күтмәстин ярдәм қолумизни созимиз, — дәп язған у. Аридин 58 жил өтүп, униң ейтқанлири әмәлгә ешип, кеңәш һөкүмити парчиланғач, елимиз Қазақстан мустәқилликкә еришти. Мустафа Камалниң йәнә бир әқиланә сөзлири йезилған җайниң әтрапини пеқирап, нери кетәлмәй қалдим. Униңда: «Қайси милләт болушидин қәтьий нәзәр, ана тилиниң йоқилишиға сүкүт сақлап турған милләт, өзиниң миллий кимлигини йоқитиду. Тил — өз миллитини сөйидиған, өзиниң кимлигини испатлайдиған, һар-номус, шәрәп етибарини қоғдайдиған бир қуралдур!».
Умумән, бүгүнки күндә чәт әлниң тарихий җайлири, ядикарлиқлири һәққидә тәпсилий һекайә қилишниң һаҗити йоқмекин дәп ойлаймән. Чүнки адәмләр һазир дунияниң түрлүк мәмликәтлиригә бериватиду әмәсму. Һә, биз сәнъәткарлар болсақ, өзимизгә хас адитимиз бойичә гөзәл Анкара шәһириниң адәмни қедимий өтмүшкә йетиләйдиған бир талай тарихий җайлирини арилидуқ. Көпирәк музей, мечит, театр, китапхана һәм истираһәт бағлирини арилидуқ. Түрк эстрадисиниң әҗайип шох нахшилири яңриған ресторанлирида һөзүрлинип дәм алдуқ, кәчки базарлирини арилидуқ. Қисқиси, бизни әзизлигән, биз билән биллә сөйүнгән, бир һәптини биллә өткүзүп бир-биримизни қиймай тәсликтә хошлашқан «ТЮРКСОЙниң» тәркивидики қәдинас саһипхан достлар билән «Yakında tekrar buluşacağız!», йәни «Биз йәнә учришимиз! — дегән чәксиз арзу-арманлар қойнида кәң-таша мустәқил Қазақстанимизға — маканимиз Алмутиға қарап учуп кәттуқ...
ИЛАВӘ: гастроль сәпиридин қайтип кәлгинимизгиму мана бирәр һәптә болди. Түркиядә мениң һәмрайим болған һелиқи нахша қулиғим түвидин техила нери кетәр әмәс... Яқ, яқ, мән бу нахшиниң қулиғим түвидин нери кетишини халимаймән, әсла! Шаир Нурмуһәмәт Ирки, билән композитор Турсун Қадир яратқан бу қудрәтлик нахшини унтуп қелишим мүмкин әмәс. Шундиму нахшиниң бирәр мисрасини яки сөзини унтуп қелиштин көңлүм әнсирәп, һәр күни әтигәндин та кәчкичә пәс авазда тәкрар-тәкрар ейтқумла келиду... ейтқумла келиду... Бу муқәддәс нахша! Чүнки бу — биз бепәрвалиқ билән унтуп кетишкә һечқандақ һәққимиз йоқ нахша!
«Дивандур» — түрк тили ирпан ғәзнимиз,
Миң жилдин бурунқи билим пәллимиз.
«Дивандин» шәрәп һис қилар хәлқимиз,
Кимниң бар мошундақ алими, қени?
Пәхирлән дунияға, Мәһмут вәтини!
Бовамни аләмгә раса дамлитай,
Вәсийәт: мән өлсәм йениға ятай.
Җаваһир орнида шеиримгә қатай,
Кимниң бар мошундақ алими қени?
Пәхирлән дунияға Мәһмут вәтини!
Мәһмутниң вәтини — әй әзиз Қәшқәр!
Қәдирлә оғлуңни, у гояки зор!
У – адәм шәклидә яралған гөһәр...
Кимниң бар мошундақ алими, қени?
Пәхирлән дунияға Мәһмут вәтини!
Гәр аңа замандаш болмисам өзәм,
Топрақдаш болғачқа аптаптур йүзүм.
Қәбриниң хакини сүртивал көзүм,
Кимниң бар мошундақ алими, қени?
Пәхирлән дунияға, Мәһмут вәтини!
Гүлбаһар НАСИРОВА,
Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик
Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи
Алмута — Анкара — Алмута https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51012 Мәдениет Комитеті
ҚР Мәдениет және ақпарат министрлігі
#uyghurtheatrekz
Присоединяйтесь к ОК, чтобы посмотреть больше фото, видео и найти новых друзей.
Нет комментариев